түркийә бу йил италийә, германийә вә фирансийәгә әң көп орман йаңиқи сатти

түркийә дунйа бойичә орман йаңиқи ишләпчиқириш вә базарға селишта алдинқи қатардики дөләтләрниң бирси болуп, бу йил йанвар ейидин өктәбир ейиғичә болған мәзгилдә орман йаңиқидин 1 милйард 578 милйон доллар кирим қилди.

1307898
түркийә бу йил италийә, германийә вә фирансийәгә әң көп орман йаңиқи сатти

түркийә авази радийоси хәвири: қара деңиз орман йаңиқи мәһсулатлири експортчилар бирликидин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, түркийә 1йанвардин 31өктәбиргичә болған мәзгилдә 100 дин артуқ дөләткә орман йаңиқи експорт қилған.

орман йаңиқи експорт содиси арқилиқ 1 милйард 578 милйон доллар кирим қилған болуп, бу мәзгилдә әң көп италийәгә орман йаңиқи сатқан.

түркийә италийәгә 66 миң 302 тонна орман йаңиқи експорт қилип, 429 милйон 136 доллар кирим қилған.

италийәдин қалсила әң көп орман йаңиқи експорт қилинған иккинчи дөләт германийә вә үчинчи дөләт фирансийә болди.

германийәгә 56 миң 117 тонна йәни, 326 милйон 936 миң долларлиқ орман йаңиқи, фирансийәгә 18 миң 148 тонна йәни, 116 милйон 551 миң долларлиқ орман йаңиқи сетилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر