хитай әнглийәниң чоң полат ширкитини сетивалидиған болди

хитайниң полат ишләпчиқарғучи ширкити «җиңйи гуруһи» әнглийәниң полат ширкити «British Steel» ни сетивилиш үчүн келишим һасил қилинғанлиқини елан қилди.

1304583
хитай әнглийәниң чоң полат ширкитини сетивалидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: җиңйи гуруһиниң елан қилған байанатида, әнглийәниң чоң полат ширкити «British Steel» ниң узундин буйан иқтисадий қейинчилиқта икәнлики вә сетивелиш үчүн тәрәпләр оттурисида келишим имзаланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, җиңйи гуруһи башлиқи ли ганпониң бу һәқтә тохтилип, кәлгүси 10 йил ичидә полат ишләпчиқириш завутлириниң заманивилаштурулуши үчүн тәхминән 1 милйард фондситерлиң мәбләғ селишни пиланлиғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, әнглийәниң полат ширкити «British Steel» да ишләйдиған хадимларниң хизмәт орунлириниң сақлинип қилишиниму нишан қиливатқанлиқи билдүрүлди.

әнглийәниң хизмәт, енергийә вә санаәт истиратегийәси ишлири министири андира ледсом, икки тәрәпниң келишим һасил қилғанлиқидин мәмнун болғанлиқини вә бу ишни кәлгүсигә нисбәтән иҗабий бир қәдәм дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

сетилиш баһаси һәққидә һечқандақ байанат елан қилинмиди. әнглийә мәтбуатлирида болса, хитайниң полат ишләпчиқарғучи чоң ширкитиниң «British Steel» ни 50 йаки 70 милйон фондситерлиңға сетивалғанлиқини илгири сүрди.

әнглийәниң полат ширкити «British Steel» май ейида вәйран болғанлиқини елан қилған болуп, әнглийә һөкүмити ширкәтни қутқузуп қилиш үчүн мәхсус вәкил тәйинләп, нурғунлиған ширкәтләр билән узунғичә учришишларни давамлаштурған иди.

әнглийәниң полат ширкити «British Steel» ниң ишләпчиқириш базилирида тәхминән 5000 киши вә тәминләш базилирида болса, тәхминән 20 миң киши ишләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر