түркийәниң чәт әлләрдики мал-мүлки ашқан

авғуст ейида түркийәниң чәт әлләрдики мал-мүлки 245.3 милйард долларға йәтти.

1290248
түркийәниң чәт әлләрдики мал-мүлки ашқан

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити мәркизий банкаси 2019-йили авғуст ейиға мунасивәтлик хәлқара селинма орни рәқәмлирини елан қилди.

мәлуматларға асасланғанда, 2019-йили авғуст ейиниң ахиридин башлап түркийәниң чәт әлләрдики мал-мүлки, 2018-йилиниң ахириға селиштурғанда %7.1 ешип 245.3 милйард долларға йәткән. охшаш мәзгилдә, категорийәләр бойичә тәтқиқ қилинғанда, запас мал-мүлүкләр 2018-йилиниң ахириға селиштурғанда %9.2 ешип 101.6 милйард долларға, башқа селинмилар %5.7 ешип 93.8 милйард долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر