сәуди әрәбистанда нефит билән тәминләш хизмити һуҗумдин бурунқи сәвийәгә қайтти

сәуди әрәбистан енергийә ишлири вәзири абдуләзиз бин сәлман дөләттә нефит билән тәминләш хизмитиниң миллий нефит ширкити арамкоға аит муәссәсәләргә  қилинған һуҗумдин бурунқи сәвийәгә қайтқанлиқини җакарлиди.

1271665
сәуди әрәбистанда нефит билән тәминләш хизмити һуҗумдин бурунқи сәвийәгә қайтти

түркийә авази радийоси хәвири: сәлман җиддәдә бәргән байанатида, арамко ширкитиниң мушу ай ичидә нефит билән тәминләшкә алақидар мәсулийитини нефит болған тәләпләрни искилатлардики нефит билән қандуруш арқилиқ ад ақилидиғанлиқини қәйт қилди.

дөлитиниң күндилик нефит ишләпчиқириш миқдариниң мушу айниң ахирлириғичә 11 милйон варилған, нойабирниң ахирлирида болса 12 милйон варилға йетидиғанлиқини әскәрткән сәлман, һуҗумларниң арамко ширкитиниң күндилик нефит ишләпчиқириш миқдариниң тәхминән % 50 тини 5.7 милйон вариллиқ ишләпчиқириш қисмини тохтатқандин сирт йәнә, нефит билән бирликтә чиқидиған тәхминән 2 милйард куб метирлиқ тәбиий газ ишләпчиқиришқиму тосалғу болғанлиқини ейтти, һәмдә дөлитиниң бу айлиқ нефит екиспорт қилишида һечқандақ өзгиришниң болмайдиғанлиқини, иқтисадий киримниң алдинқи айларға қариғанда муқим болидиғанлиқини тәкитлиди.

арамко иҗраийә һәйитиниң башлиқи йасир әррумәййан бу һәқтә елан қилған байанатида, һуҗумлар сәвәбидин арамко ширкитиниң борсадики паалийәтлириниң кечиктүрүлмәйдиғанлиқини,  пай чәклириниң базарниң әмәлий әһвалиға қарап кәлгүбси 12  ай ичидә дәл вақтида базарға селинидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر