түркийә һәсәл експорт содисида 12 милйон доллар кирим қилди

түркийә һәсәли дикабир ейидин ийул ейиғичә болған арлиқта дунйаниң һәммила йеридә дегүдәк кишиләрниң еғизиға тәм қошти.

1259227
түркийә һәсәл експорт содисида 12 милйон доллар кирим қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қарадеңиз експортчилар бирликиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, түркийә йилниң дәсләпки 7 ейида 2945 тонна һәсәл експорт қилип, 12 милйон 857 миң 187 доллар кирим қилған. 

һәсәл експорт қилинған дөләтләр арисида германийә биринчи орунда турди.

германийәгә бу мәзгил ичидә 3 милйон 721 миң 396 долларлиқ 1038 тонна һәсәл експорт қилинди.

америка 2 милйон 459 миң 724 долларлиқ һәсәл сетивилиш билән иккинчи, сәуди әрәбистан 2 милйон 6 миң 874 долларлиқ һәсәл билән үчинчи, кувәйт 852 миң 418 долларлиқ һәсәл илән төтинчи вә австерийә 458 миң 396 долларлиққ һәсәл сетивилиш билән бәшинчи болди.

бу мәзгилдә алдинқи йилниң охшаш мәзгилидә һәсәл експорт қилинмиған хитай, булғарийә, ливийә, шиветсийә, бирләшмә әрәб хәлипилики, боснийә гиретсиговена, геритсйә сомали, моңғолийә, афғанистан вә маракәш қатарлиқ дөләтләргиму һәсәл експорт қилинған болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر