йавропа иттипақи баҗни өстүрүш мәсилиси бойичә америкини агаһландурди

йавропа иттипақи, америка қошма иштатлири йавропа дөләтлиридин импорт қилинған аптомобилларға қошумчә баҗ қойған тәқдирдә, 35 милйард доллар қиммитидә сода саһәсидә өч елиш түзүмини йолға қойидиғанлиқини уқтурди.

1241500
йавропа иттипақи баҗни өстүрүш мәсилиси бойичә америкини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң сода ишлириға мәсул әзаси малмстрөм, йавропа парламентиниң хәлқара сода комитетида сөз қилди.

бир тәрәплимә сода сийасәтлиридин сақлиниш керәкликини билдүргән малмстрөм, йавропа иттипақиниң очуқ, сиғдурушчан вә қиммәт – қарашларға һөрмәт қилидиған содини йақлайдиғанлиқини әскәртти.

у, америка йавропа дөләтлиридин импорт қилинидиған аптомобилларға қошумчә баҗ қойған тәқдирдә, йавропа иттипақиниң буниңдин өч алидиғанлиқиға ишарәт қилип, бу саһәдә муәййән миқдар йаки експорт чәклимиси қойулушини қобул қилмайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

малмстрөм, америкиниң аптомобил вә аптомобил запчаслириға қошумчә баҗ қойулса, йавропа иттипақиниң 35 милйард долларлиқ өч елиш тизимликини иҗра қилишқа башлайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر