русийә украинаға нефит сетишни чәклиди

русийә баш министири дмитрий медведев украинаға нефит вә нефит мәһсулатлири сетишниң чәкләнгәнликини ейтти.

1186011
русийә украинаға нефит сетишни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә баш министири дмитрий медведев министирлар кеңиши йиғинида байанат елан қилип, украинаниң русийәгә қарши йолға қойушқа башлиған ембарголириға җавабән, русийә һөкүмитиниңму ембарго йүргүзүш қарари чиқарғанлиқини билдүрди.

у украинадин бәзи малларниң русийәгә импорт қилинишини чәклигән тизимликни кеңәйткәнликлирини, өткән йилқи қиммити 250 милйон долларлиқ машина мәһсулатлири, йеник санаәт вә метал пишшиқлап санаити саһәсидә қоллинилидиған мәһсулатларниң чәкләнгән мәһсулатлар тизимликигә киргүзүлгәнликини әскәртти.

у бәзи русийә маллириниң украинаға алаһидә рухсәт шәрти астида експорт қилинидиғанлиқини билдүрүп: «украинаға русийә нефити вә нефит мәһсулатлирини експорт қилиш чәкләнди. ембарго қарари бир қанчә күн бурун министирлар кеңишидә тәстиқланди» деди.

украина йеқинқи күнләрдә русийәдин елинған төмүр йоли ишлирида қоллинилидиған електиронлуқ үскүнә, аптоматик хәвәрлишиш үскүниси билән вагонларда қоллинилидиған бәзи запчасларни ембарго тизимликигә киргүзгән иди. булардин башқа йәнә, йемәк-ичмәк болақлирида қоллинилидиған русийәдин импорт қилинидиған шишә, консерва қутилири вә буниңға охшайдиған болақ мәһсулатлириму ембарго тизимлик ичидин орун алған иди.

украина һөкүмити русийәниң қиримни өзигә қошувелиши вә украинаниң шәрқидики киризис сәвәбидин 2014-йилидин буйан москваға қарши һәр хил иқтисадий ембарголарни йолға қойған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر