данийә банкиси сәуди әрәбистанға қорал сатқан ширкәтләрдин чекинмәктә

данийәниң «Danske Bank» банкисиға тәвә «Danica Pension» намлиқ пинсийә ширкити сәуди әрәбистанға қорал вә оқ – дора сатқан ширкәтләрдики пайлирини өткүзүп беридиған болди.

1176743
данийә банкиси сәуди әрәбистанға қорал сатқан ширкәтләрдин чекинмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: данийәдә чиқидиған «Information» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, данийәниң әң чоң банкиси һесаблинидиған «Danske Bank» банкисиниң пинсийә ширкити «Danica Pension» сәуди әрәбистанға қорал вә оқ дора сатқан ширкәтләрдики пайлирини ситивәтмәкчи болған.

«Danske Bank» банкисиниң муавин дирктори шундақла «Danica Pension» ширкитиниң селинма ишлири дириктори андерс сивеннесин «Information» гезити билән өткүзгән сөһбитидә хәвәрләрниң тоғра икәнликини, мәқсәтлириниң һөкүмәт тәрәптин йолға қойулған чәклимиләрни қоллап қуввәтләш икәнлкини ейтти.

данийә һөкүмити 2018йили 22нойабирда қарар мақуллап, журналист җәмал қашиқчи җинайити вә йәмәндики инсанийәткә хилап киризис сәвәбидин сәуди әрбистанға қорал сетип беришни тоңлитип қойған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر