рийад билән исламабад 20 милйард доллар қиммитигә игә селинма келишими имзалиди

сәуди әрәбистан билән пакистан, нефитхимийә, енергийә вә канчилик дегәндәк саһәләр бойичә 20 милйард долларлиқ селинма келишими имзалиди.

1147586
рийад билән исламабад 20 милйард доллар қиммитигә игә селинма келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанда икки күнлүк дөләт ишлири зийаритидә болған сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән пакистан баш министири имран ханниң иштирак қилиши билән келишим имзалаш мурасими өткүзүлди.

шаһзадә муһәммәд бин сәлман пайтәхт исламабадтики мурасимда сөз қилип, тәхт вариси болған 2017 – йилидин буйанқи тунҗи рәсмий дөләт ишлири зийаритини пакистанға қаратқанлиқини әскәртип, бу йәргә селинидиған сәуди әрәбистан селинмилириниң һәр икки дөләт үчүн муһим икәнликини қәйт қилди.

икки дөләтниң сайаһәтчилик саһәсигә мәбләғ селиш тоғрисидиму келишимләрни түзидиғанлиқини билдүргән шаһзадә муһәммәд бин сәлман, 2030 – йилидин кейин сайаһәтчи санини өзара 50 милйонға йәткүзүшни халайдиғанлиқлирини ейтти.

имран хан болса, сайаһәтчилик вә нефитхимийә саһәсидә техиму күчлүк һәмкарлиқ орнитишқа тәййар икәнликлирини әскәртип, пакистанлиқ һаҗиларниң сәуди әрәбистан сәпәрлири вә виза рәсмийәтлириниң қолайлаштурулушини, сәуди әрәбистан түрмилиридики 3 миңдин артуқ пакистан пуқрасиниң қойуп берилишини тәләп қилди.

икки рәһбәрниң сөзлиридин кейин өткүзүлгән мурасимда нефитхимийә, канчилиқ, чәккиләш, енергийә ишләпчиқириш, қайта һасил болидиған енергийә қурулушлири, мулазимәт саһәси, йашлар вә тәнтәрбийә саһәлири бойичә 20 милйард долларлиқ келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر