20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

1103213
20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини 30 –нойабир 1 – декабир күнлири арисида аргентинаниң пайтәхти буенус айреста чақирилди. 20 дөләт гуруһи намлиқ бу мунбәр, иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтип, һәм тәрәққий тапқан һәм тәрәққий қиливатқан иқтисадий күчләрни бир йәргә җәм қилиш вә дунйави иқтисадий қарарларни чиқириш нуқтисидин муһим орунда туриду. җәмий 20 әзаси бар болған бу мунбәрдә тәрәққий тапқан дөләтләр вә тәрәққий қиливатқан дөләтләр орун алиду. 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләр америка қошма иштатлири, канада, фирансийә, әнглийә, германийә, җәнубий корейә, италийә, йапонийә, австралийә, йавропа иттипақи комитети, түркийә, һиндонезийә, һиндистан, аргентина, биразилийә, мексика, сәуди әрәбистан, хитай, русийә вә җәнубий африқа қатарлиқлардур.

бу дөләтләрдин башқа бәзи муһим хәлқаралиқ органларму бу мунбәргә иштирак қилиду. мәсилән, бу қетимқи 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида дунйа сода тәшкилати, хәлқара пул фонди тәшкилати, хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати вә дунйа банкисиға охшаш хәлқаралиқ органлар алдинқи пиландин орун алди.

20 дөләт гуруһи немә үчүн муһим? 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләр дунйада ишләпчиқирилған мәһсулат вә мулазимәтләр иқтисадий қиммитиниң %85 игә вә дунйа содисиниң %75 игә игидур. буниңдин башқа дунйа нопусиниң үчтин иккиси мәзкур дөләтләрдә йашимақта. 20 дөләт гуруһиниң чиқарған қарарлири иқтисадтин сийасий вә иҗтимаий  һайатқичә, маариптин технологийәгичә болған барлиқ саһәләрдики турмушимизға тәсир көрситиду.

1999 – йили қурулған бу мунбәрниң һекайиси асийа әллиридә йүз бәргән иқтисадий киризис билән бирликтә башлиди. 2008 – йилиғичә пәқәт мәркизий банкиларниң башлиқлири билән малийә министирлири өзара учришидиған бир мунбәр болуп кәлгән болса, 2008 – йилидин тартип йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға айланди. 20 дөләт гуруһида пәқәт дунйаниң әң чоң иқтисадий күчлирила әмәс, тәрәққий қиливатқан дөләт иқтисадлириниңму гепиниң өтидиған болуши йиғинниң әһмийитини ашуриду. демәк, 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини түркийәгә охшаш тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң хәлқара мунбәрләрдә садасини йаңриталиши нуқтисидин интайин муһим һесаблиниду.

һәр йилқиға охшашла бу йилму йиғинниң ахирида хуласә доклати елан қилинди؛ доклатта алдинқи пиландин орун алған муһим тема дунйа сода тәшкилатиниң ролини җари қилдуралмайдиған һаләткә чүшүп қалғанлиқи болди. чүнки, дунйа сода тәшкилатиниң дунйа содисиниң динамикилириға маслишиш мәҗбурийити бар болуп, бу мусапини вәйранчилиққа, паҗиәгә елип бармастин соғуққанлиқ билән давамлаштуруши лазим. дунйа сода тәшкилатида ислаһат елип бериш қарари әслидә бурунму көп қетим бәс – муназирә қилинған сода урушлириниңму мәһсули болди. дәрвәқә, башлиқлар йиғинида тилға елинмиған болсиму, америка қошма иштатлири башламчилиқ қилған сода урушиниң дунйа содисини тарайтивәткәнлики, нәтиҗидә иқтисадий ешишқа сәлбий тәсир көрсәткәнликигә қил сиғмайду.

доклатта, келәчәктики һәмкарлиқлар, тәрәққийат үстқурулмиси, сиҗил иҗра қилишқа болидиған ашлиқ истратегийәси вә җинсий баравәрлик дегәндәк темиларниң әтраплиқ шәкилдә муһакимә қилинғанлиқи қәйт қилинди. буниңдин башқа инсан мәркәзлик, сиғдурушчан, адил вә сиҗил тәрәққийат мәсилилири тоғрисида бирдәклик һасил қилинди.

иҗтимаий дийалогни алдинқи пиланға чиқириш арқилиқ һәр түрлүк әмгәккә орунлаштуруш шәртлириниң йахшилиниши, инсанға йаришидиған иш, кәспий тәрбийә вә иқтидарни ашуруш паалийәтлиригә қизиқтурғучи, сиғдурушчан вә сиҗил келәчәк тәсис қилишниң муһимлиқи тәкитләнди. булар билән бирликтә, өзгиришчан технологийәгә маслишиш йолида болупму айаллар вә қиз пәрзәнтләр үчүн технологийәгә маслишиш пирограммилирини орунлаштуруш мәсилисиму диққәт қилишқа әрзийду. башқичә қилип ейтқанда, айаллар вә қиз пәрзәнтләрниң технологийә саһәсидики иқтидариниң ашурулуши вә пән – техника, инженерлиқ, математика, илғар технологийә саһәлиригә киришигә риғбәтләндүрүшму йиғинда тилға елинған муһим темиларниң биридур.

йәнә бир муһим тема болса, париж килимат келишимидә америкидин башқа барлиқ дөләтләрниң һәмпикир болуши иди. йиғинда, муһитни асрап, барлиқ енергийә мәнбәлиридин үнүмлүк пайдилинидиғанлиқиму оттуриға қойулған болди. йиғинда йәнә, мусапирлар мәсилисиму музакирә қилинди. доклатта, мусапирлар мәсилисиниң инсаний, иҗтимаий, сийасий вә иқтисадий ақивәтлири нуқтисидин бир дунйави мәсилә икәнлики, бу мәсилигә алақидар еғирлишип бериватқан инсаний еһтийаҗларға җаваб бериш үчүн ортақ хизмәт қилишиниң әһмийити тәкитләнди.

ахирида, 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғининиң 2019 –йили йапонийәдә, 2020- йили сәуди әрәбистанда чақирилиши қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر