йавроопа иттипақида ишқа орунлишиш нисбити ашти

йавропа иттипақида пәсил характерлик рәқәмләр чиқириветилгән ишқа орунлишиш нисбитиниң, йилниң үчинчи чарикидә алдинқи чарәккә селиштурғанда %0.2 ашқанлиқи билдүрүлди.

1102520
йавроопа иттипақида ишқа орунлишиш нисбити ашти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа истатистика ишханиси 19 әзаға игә йавро райони вә 28 дөләт әза йавропа иттипақиниң 2018-йили үчинчи чарәктики пәсил характерлик рәқәмләр чиқириветилгән ишқа орунлишиш нисбитини елан қилди.

йавропа истатистика ишханисиниң мәлуматлириға асасланғанда, йавро районида ишқа орунлишиш нисбити 2018-йилниң үчинчи чарикидә иккинчи чарәккә селиштурулғанда, %0.2 ашқан. өткән йил (2017) ниң үчинчи чарикигә селиштурулғанда болса, %1.3 ашқан.

28 дөләт әза йавропа иттипақида пәсил характерлик рәқәмләр чиқириветилгән ишқа орунлишиш нисбити үчинчи чарәктә иккинчи чарәккә селиштурулғанда %0.2 ашқан, өткән йил (2017) ниң үчинчи чарикигә селиштурулғанда болса, %1.2 ашқан.

йавропа иттипақида үчинчи чарәктә җәмий ишқа орунлаштурулғанларниң сани 239.3 милйон болуп, буниң 158.3 милйони йавро районида әмәлгә ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر