түркийәниң експорт миқдари ашти

түркийәниң експорти өктәбир ейида йиллиқи бойичә һесаблиғанда %13 ешип, 15 милйард 719 милйон долларға йәтти.

1097929
түркийәниң експорт миқдари ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси (İK) билән сода министирлиқи өктәбир ейи вә өктәбирдин йанвар ейиғичә болған өткүнчи ташқи сода истатистика рәқәмлирини елан қилди.

түркийә истатистика идариси вә ташқи сода министирлиқи елан қилған ташқи сода рәқәмләргә асасланғанда, експорт миқдари өктәбир ейида 2018-йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %13 ешип, 15 милйард 719 милйон долларға йәткән, импорт миқдари болса, %23.8 төвәнләп 16 милйард 176 милйон доллар болған. бу мәзгилдә ташқи сода қизил рәқими %93.8 азийип 456 милйон долларға чүшкән.

санлиқ рәқәмләргә қариғанда, түркийәниң експорти йанвар ейидин өктәбир ейиғичә болған мәзгилдә, өткән йил (2018) ниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %7.6 ешип 138 милйард долларға, импорт миқдари %0.1 ешип 190 милйард 327 милйон долларға йәткән. бу мәзгилдә ташқи сода қизил рәқими %15.7 азийип, 51 милйард 627 милйон доллар болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر