гитлерниң бир йәһудий кичик қиз билән чүшкән рәсими сетишқа сунулди

натсист германийәсиниң рәһбири адолуф гитлерниң бир йәһудий кичик қиз билән чүшкән рәсими талаштуруп сетишқа қойулди.

1088241
гитлерниң бир йәһудий кичик қиз билән чүшкән рәсими сетишқа сунулди

 

түркийә авази радийоси хәвири: «б б с» қанилиниң хәвиридә, тәхминән 6 милйон йәһудийниң өлтүрүлишидә җавабкарлиқи болған гитлерниң 1933йили роса исимлиқ бир йәһудий кичик қиз билән чүшкән рәсиминиң америкидики талаштуурп сетиш мәркизигә сетишқа сунулғанлиқи билдүрүлди.

марийланд иштатидики александир қәдимий талаштуруп сетиш өйидә сетишқа сунулған рәсимдә, гитлер билән росаниң өзара сәмимийити һәмминиң диққитини тартиду.

һенрич һофман тәрипидин тартилған рәсимниң тәхминән 10 миң долларға сетилиши мөлчәрләнмәктә. 

талаштуруп сетиш мәркизиниң мәсули бил панагопулос «MailOnline» бетигә байанат берип, гитлерниң тәшвиқат үчүн йәһудий кичик балилар билән рәсим тартқузғанлиқини тәкитлиди вә: «бу рәсимдә диққәт тартидиған амил, гитлерниң кичик қизға растинла йеқинлиқ көрситиватқандәк көрүнишидур. рәсимни көргинимдә инттайин һәйран қалдим» деди.

гитлерниң йәһудий қиз билән тонушишиниң туғулған күнлириниң охшашлиқидин болғанлиқи билдүрүлмәктә. 

талаштуруп сетиш өйиниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, руса билән аниси әйни чағда баш минисирлиқ вәзиписи өтәватқан гитлерниң туғулған күнини тәбрикләш үчүн гитлерниң алп тағлиридики бергһуфқа җайлашқан өйиниң алдиға топлашқан кишиләр арисида бар иди.

гитлер туғулған күнлириниң охшаш икәнликини билгәндин кейин руса вә аниси каролайнни өзиниң өйигә тәклип қилған болуп, руса билән чүшкән рәсимниң шу йәрдә тартилғанлиқи тәхмин қилинмақта.

 талаштуруп сетиш өйиниң мәсуллири йәнә, гитлерниң аридин 5 йил өткәндин кейин каролайнниң анисиниң йәһудий икәнликини билгәнликини вә росаниңму йоһудий елан қилинғанлиқини, шу вәҗидин гитлерниң у қиз билән болған мунасивитиниң үзүшлишигә тиришчанлиқ көрситилгәнликини билдүрди.

һөкүмәт мәсуллириниң арилишишиға қаримай, гитлерниң руса билән болған достлиқи давамлашқанлиқи вә бу рәсимгә өз имзасини қойуш билән биргә «сөйүмлүк роса ненау билән адолуф гитлер, муйинхин, 1933йили 16 ийун» дегән сөзләрни йезип росаға йоллап бәргәнлики билдүрүлмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر