пакистан түркийәни хитай – пакистан иқтисад каридори қурулушиға қетилишқа тәклип қилди

пакистан парламентиниң төвән қанити болған миллий мәҗлис башлиқи әсәд қайсәр, түркийәниң хитай – пакистан иқтисади каридори қурулушиға қетилишини тәләп қилди.

1083942
пакистан түркийәни хитай – пакистан иқтисад каридори қурулушиға қетилишқа тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан парламентида түркийәниң исламабадта турушлуқ баш әлчиси иһсан мустафа йурдақулни қобул қилған қайсәр, пакистан дөләт радийосида сөз қилип, «пакистан түркийә билән болған мунасивәтлиригә әһмийәт бериду вә йеңи һөкүмәт бу мунасивәтләрни техиму илгири сүрүш арқилиқ күчәйтишни халайду» деди.

өткән йили сәуди әрәбистанму иштирак қилған 75 милйард долларлиқ мәзкур қурулушқа түркийәниму тәклип қилған қайсәр, «хитай – пакистан иқтисади каридори қурулуши, икки қериндаш дөләт болған түркийә билән пакистанға иқтисадий мәнидә пайда елип келиду. түркийәниң қетилиши райондики барлиқ дөләтләргә пайдилиқ» деди.

йурдақулму түркийәниң пакистан билән болған мунасивәтлиригә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп, мунасивәтләрниң гүллиниши үчүн керәклик қәдәмләрниң ташлинидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.

йурдақул қайсәрни 14 – декабирда истанбулда чақирилидиған қуддус үчүн парламент әзалири бирлики йиғиниға тәклип қилди.

2014 – йили хитай билән пакистан арисида түзүлгән келишимгә асасән башланған хитай – пакистан иқтисад каридори қурулуши уйғур илидин башлинип пакистанниң гуадар портиғичә созулиду.

таш йол, төмүр йоли, нефит вә тәбиий газ туруба линийәси, нефит чәккиләш завути вә порт дегәндәк чоң қурулушларни өз ичигә алған хитай – пакистан иқтисад каридори қурулуши, хитайға африқа вә оттура шәрққә қисқа шундақла әрзан йолдин бериш имканйити йаритип бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر