чавушоғлу: миллий пулларни ишлитиш интайин муһим

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу миллий пулларни ишлитишниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

1080764
чавушоғлу: миллий пулларни ишлитиш интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу тәрәққий қиливатқан 8 дөләт гуруһиниң анталйада чақирилған  ташқи ишлар министирлири кеңиши йиғинида қилған сөзидә, түркийәниң тәрәққий қиливатқан 8 дөләт гуруһини техиму динамикилиқ вә хәлқаралиқ өзгиришләргә техиму тез маслишалайдиған сәвийәгә йәткүзүлүшини халайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә биз  бәзи дөләтләрниң перевот нисбитини сийасий пиланлири үчүн козерға айландурувелиштәк бир дәврни баштин кәчүрүватимиз, буниңға тақабил турушниң әң әпчил чариси, өзара сода ишлиримизда миллий пуллиримизни ишлитиштур. түркийә хитай, русийә, украина, иран қатарлиқ дөләтләр билән сода ишлирини миллий пуллар арқилиқ ишқа ашуруш үчүн тәййарлиқ хизмити ишләватиду, буниңдин башқа йәнә, көплигән дөләтләр биләнму бу һәқтә музакириләрни елип бериватимиз. буни тәрәққий қиливатқан 8 дөләт гуруһи ичидиму ишқа ашуруш мумкин. бу мәқсәттә, тәрәққий қиливатқан 8 дөләт гуруһида миллий пулларни алмаштуруш комитети қуруш тәклипи сундуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر