химийә санаити саһәси експортта иккинчи рәткә тизилди

химийә санаити саһәсиниң сентәбир ейидики експорт миқдари бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 17.79 ешип, 1 милйард 534 милйон долларға йәтти.

1062478
химийә санаити саһәси експортта иккинчи рәткә тизилди

түркийә авази радийоси хәвири: шуниң билән бу саһә, аптомобил санаити саһәсидин қалса түркийәниң әң көп експортни ишқа ашурған иккинчи саһәси болуп қалди. сентәбир ейида әң көп експортни ишқа ашурған дөләтләр тизимликидә, 129 милйон 726 миң долларлиқ експорт миқдари билән испанийә биринчи рәткә, 104 милйон 959 миң долларлиқ експорт миқдари билән мисир иккинчи рәткә, 82 милйон 660 миң долларлиқ експорт миқдари билән ирақ үчинчи рәткә тизилди. кейинки рәтләргә нөвәт билән америка қошма иштатлири, һиндистан, гиретсийә, сәуди әрәбистан, италийә вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр тизилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر