түркийә иқтисадий тәрәққийат қәдимини йәниму тезилитиду

түркийә 2019 – йили иқтисадий җәһәттин учқандәк тәрәққий қилиш қәдимини йәниму тезилитиду.

1044618
түркийә иқтисадий тәрәққийат қәдимини йәниму тезилитиду

түркийә авази радийоси хәвири: хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ мәбләғ салғучиларниң ишәнчисини ашуруш арқилиқ алдимиздики күнләрниң техиму йахши болидиғанлиқи тоғрулуқ хуш хәвәр йәткүзүп мундақ деди: «йеқинда иқтисадий җәһәттин учқандәк тәрәққий қилиш қәдимини техиму тезлитимиз. бу арқилиқ мәбләғ салғучиларниң ишәнчисини ашуримиз. буниң түрткисидә, хәлқаралиқ актийорларниң дөлитимизгә қарита мәбләғ селиш паалийәтлириниң һәссиләп ешиишиға шаһит болимиз. дәрвәқә, түркийә көп йөнилишлик иқтисадий пилан – лайиһәлири арқилиқ мәбләғ салғучиларниң дөлитимизгә болған ишәнчисини һәссиләп ашурмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر