тайландта хан җәмәтиниң хәзиниси йеңи падишаһқа өткүзүп берилди
җәнубий асийа дөлити тайландта 2016 – йили вапат болған сабиқ падишаһ бһумибол адулйаҗедкә аит мал – дунйалар йеңи падишаһ маһа ваҗиралоңкорнға өткүзүп берилди.
түркийә авази радийоси хәвири: тайланд хан җәмәти хәзинә ишлири бийорусиниң билдүрүшичә, хан җәмәти хәзинисидә сақлиниватқан сабиқ падишаһ бһумибол адулйаҗедкә аит мал – дунйалар йеңи падишаһ маһа ваҗиралоңкорнға өткүзүп берилгән болуп, бу мал – мүлүкләр буниңдин кейин хан җәмәтигә аит хәзинә сүпитидә бийору тәрипидин башқурулидикән.
падишаһ маһа ваҗиралоңкорн дадисиниң 2016 – йили вапатидин кейин тәхткә чиққаниди.
«‹форбес› журнили», сабиқ падишаһ бһумибол адулйаҗед һайат вақтида елан қилған «дунйа бойичә әң чоң байлар» тизимликидә, сабиқ падишаһниң мал – мүлүклириниң хан җәмәти хәзинисидики мал – мүлүклири билән бирликтә 30 милйард долларшға йетидиғанлиқини уқтурғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
фатиһ бурғилаш парахоти қара деңизда бурғилаш хизмитини башлиди
түркийәниң қара деңиздики тәбиий газ вә нефит чарлаш хизмәтлири үзлүксиз давамлашмақта.