путин: түрк еқими лайиһәсидә түркийә билән мәслиһәтлишиватимиз

русийә пирезиденти владимир путин "түрк еқими тәбиий газ туруба йоли лайиһәси" ниң йавропаға йәткүзүлидиған линйә қисмини изчил һалда түркийә билән мәслиһәтлишип кәлгәнликлирини ейтти.

982767
путин: түрк еқими лайиһәсидә түркийә билән мәслиһәтлишиватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти путин пайтәхт москвада булғарийә пирезиденти бойко борисов билән көрүшкәндин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у борисов билән өткүзүлгән учришишида түрк еқими тәбиий газ туруба йоли лайиһәсиниң музакирә қилинғанлиқини билдүрүп: "лайиһәдә йавропаға йәткүзүлидиған линйә қисмини түрк шериклиримиз билән изчил мәслиһәтлишип кәлдуқ. булғарийәму бу нуқтидики таллашлиримизниң бирси. түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 29-майдики телефон сөһбитимиздә буни муәййәнләштүрди. түрк вә булғар достлиримиз билән мәзкур мәсилә үстидә конкрет издиниватимиз" деди.

у түрк еқими арқилиқ йавропаға йәткүзүлидиған тәбиий газға мунасивәтлик тәпсилатларниң башқа йәткүзүш нуқтилиридики әһвалға бағлиқ икәнликини әскәртип: "бу тәпсилатлар, биз йавропа базирини енергийә мәнбәси билән тәминләйдиған барлиқ нуқтиларниң омумий әһвалиға бағлиқ. украина арқилиқ газ йәткүзүш йаки <2-шималий еқим> лайиһәсигә мунасивәтлик мәсилиләр һазирму давам қиливатиду" деди.

булғарийә баш министири борисов түрк еқими лайиһәсидә иккинчи линйәниң булғарийәгә узиришини арзу қилидиғанлиқлирини әскәртти. у: "путин түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәндә түрк еқиминиң булғарийәгә узириши пикригә һечкимниң етираз қилмиғанлиқини ейтти" деди.

русийә газини түркийәгә, андин йавропаға йәткүзидиған түрк еқими тәбиий газ туруба йолиниң һәр бири йиллиқи 15.75 милйард куб метир сиғимчанлиқиға игә икки линйәдин тәшкил тапиду.

лайиһәдә иккинчи линйә өтидиған нуқтилар арисида гиретсийә билән булғарийәму бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر