әрдоған: инавәт дәриҗисини баһалаш ширкити сийасий қарарларни чиқармақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, хәлқара инавәт дәриҗисини баһалаш ширкити Standard&Poor's ниң түркийәгә алақидар қарариға наразилиқ билдүрди.

964903
әрдоған: инавәт дәриҗисини баһалаш ширкити сийасий қарарларни чиқармақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң қәйсәри вилайәтлик айаллар шөбиси қурултийдики сөз әснасида, S&P гә хитап қилип, «хәлқара инавәт дәриҗисини баһалаш ширкити Standard&Poor's сийасий қарарларни чиқирип, бизниң чекинип кәткәнликимизни билдүрмәктә. түркийәгә номур бәрмәктә. (бундақ қилиш) силәрниң һәддиңларму?» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر