иқтисадий ешишта айалларни хизмәткә орунлаштурушниң орни

«дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «иқтисадий ешишта айалларни хизмәткә орунлаштурушниң орни» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

834035
иқтисадий ешишта айалларни хизмәткә орунлаштурушниң орни

түркийә авази радийоси: йеқинқи бир йиллиқ санлиқ мәлуматларға нәзәр селинғинида, бәзи йавропа иттипақи дөләтлиридә әмгәккә орунлаштуруш җәһәттә чекиниш болуватқанлиқини, түркийәдә болса ишқа орунлаштурушниң көрүнәрлик дәриҗидә ашқанлиқини көрүвалғили болиду؛ мушу йилниң ийул ейида алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, ишқа орунлаштурушта 1 милйон 122 миң адәмлик ешиш көрүлди.

иқтисадий ешишни мәйли йеңи әмгәккә орунлаштуруш саһәлириниң шәкилләндүрүлүши мәйли әмгәккә орунлаштуруш иқтидариниң йуқири көтүрүлүшидә болсун рошән шәкилдә көрүвалғили болиду. болупму 2017 – йилиниң дәсләпки икки чарикидә қолға кәлтүрүлгән %5.2 вә %5.1 лик ешиш нисбитиниң әмгәккә орунлаштуруш нисбитиниң йуқири көтүрүлүшидә муһим төһписи болди.

әлвәттә бу ешиш әвзәлликини сақлап қелип, кейинки мәзгилләр һәтта кейинки йилларғичә давамлаштуруш наһайити муһим. паал әмгәк имканийити йаритиш сийаситиниңму иқтисадий ешишниң сүритини ашуруш мумкинчилики барлиқини әстин чиқармаслиқ керәк. чүнки, иқтисадий ешиш сүритиниң ашурулишидики әң үнүмлүк йолларниң бири әмгәк күчи имканийитини толуқ җари қилдуруш мусаписини бесип өтиду.

әмгәккә орунлаштуруш җәһәттики пүткүл иҗабий өзгиришләргә қаримай, йеқинда елан қилинған әмгәк күчи истатистикиси ишсизлиқ нисбитиниң һелиһәм қош ханилиқ рәқәмләрдә икәнликини көрсәтмәктә. 2017 – йилиниң ийул ейида ишсизлиқ нисбитиниң %10.7 икәнлики елан қилинди. бу санлиқ рәқәмләрниң бир ханилиқ рәқәмләргә чүшүрүлүши вә ишсизлиқ мәсилисигә чарә тепишниң йоли қәдәмму қәдәм иҗра қилинидиған ишқа орунлаштуруш имканийити йаритиш истратегийәсини тәләп қилиду.

ишсизлиқ мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн шәкилләндүрүлидиған ишқа орунлаштуруш истратегийәсиниң биринчи қәдими мәсилини һәл қилишқа асанчилиқ йаритип беридиған муәййән бир нишан қатламниң бекитилишидур. бу йәрдә нишан қатлам сүпитидә айалларға қариғинимизда, айаллар арисидики ишсизлиқ нисбитини азайтиш үчүн, алди билән айалларни ишқа орунлаштуруш имканийити йаритидиған  қәдәмләрни ташлашқа тоғра келиду.

қандақ болушидин қәтийнәзәр айалларниң ишқа орунлишиш нисбити йуқири көтүрүлмәктә

йеқинқи 15 йилда түркийәдә айалларни ишқа орунлаштуруш җәһәттә гәвдилик ешиш көрүлди. 2002 – йили 15 йаштин йуқири айалларниң ишқа орунлишиш нисбити %25.3 иди, 2017 – йили ийул ейида елан қилинған истатистиклиқ мәлуматлар, бу нисбәтниң %29.3 гә өрлигәнликини көрситип бәрди. йәнә, ийул ейида 15 йаш билән 64 йаш арисидики айалларниң ишқа орунлишиш нисбитиниң %32.6؛ әрләрниң буниңдин икки һәссидин артуқ үстүнлүк билән %72.3 икәнлики елан қилинди.

айалларни ишқа орунлаштуруш йеқинқи йилларда ашқан болсиму, йәнила төвән һесаблиниду. айалларни ишқа орунлаштурушни йуқири көтүрүшниң әң паал вә үнүмлүк йоли, биринчи қәдәмдә айалларниң немишқа иш – хизмәт саһәсигә қәдәм басмиғанлиқини вә қандақ мәсилиләргә дуч кәлгәнликини ениқлап чиқиштур. айалларниң иш – хизмәт саһәсидин немишқа чекингәнликини тәкшүрүп көрүшму зөрүр темиларниң бири һесаблиниду. бу йәрдики әң муһим сәвәбләрниң биригә аилә – хизмәт мунасивитини толуқ маслаштуралмаслиқтин келип чиққан айалларниң хизмәт һайатида қийинчилиққа дуч келиши, дәп баһа беришкә болиду. бу вә буниңға охшаш көплигән сәвәбләр түпәйли айалларниң иш – хизмәт саһәсидин айрилишқа мәҗбур болуп қалиду вә айалларниң хизмәткә орунлишиш нисбитидә көрүнәрлик төвәнләш көрүлиду.

айалларни хизмәткә орунлаштуруш нисбитини йуқири көтүрүшниң әң муһим сийасәтлириниң бири, аилә – хизмәт һайатини өзара маслаштуруш сийасити даирисидә йәсли вә беқиш хизмәтлириниң техиму омумлаштурулуши вә техиму асан еришкили болидиған нуқтиға кәлтүрүлүшидур. айалларниң ишқа орунлишиш нисбити йуқири әлләрдә бу истратегийәниң иҗра қилиниватқанлиқини көрүвалғили болиду.

мәсилән фирансийә, әнглийәгә охшаш йавропа әллиридә 3 – 5 йаш арисидики балиларниң йәслигә бериш нисбитидики ешиш билән тәң танасип һалда айалларниң әмгәк күчигә қетилиш нисбитидиму көрүнәрлик ешиш көрүлгәнлики испатланди. айалларни ишқа орунлаштурушниң йуқири болуши үчүн балиларға қараш хизмәтлириниң омумлаштурулуши шәрт. һәм әмгәк күчи базарлирида айалларниң ролиниң җари қилдурулуши һәм айалларниң пәқәт истемал қилғучи қатлам категорийәсидин чиқип ишләпчиқарғучилар сепигә қетилиши үчүн бу шәртләрниң һазирлинишиға тоғра келиду.

хуласилигәндә, түркийәдики әмгәк күчи имканийитидин үнүмлүк пайдилинишниң әң паал вә асаслиқ йоллириниң бири, тәләптикидин төвән болуватқан айалларни ишқа орунлаштуруш җәрйанини бесип өтиду. бу даиридә, сақлиниватқан мәвҗут мәсилиләрни һәл қилиш тәклиплиригә күч беғишлайдиған айалларни ишқа орунлаштуруш истратегийәлик пилани тәййарлап чиқишқа болиду. мушундақ қилғанда, айалларни ишқа орунлаштурушни алға сүрүш пилани техиму тез вә паал үнүм йаритиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر