түркийәниң иқтисадий қурулмиси сағлам

түркийәниң иқтисадий қурулмиси пухта, асаси сағлам.

824110
түркийәниң иқтисадий қурулмиси сағлам

түркийә авази радийоси хәвири:

муавин баш министир мәһмәт шимшәк билән иқтисад ишлири министири ниһат зәйбәкчи түркийә – америка оттурисида йүз бәргән виза киризисидин кейин аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһипилиридә бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

шимшәк байанатида, мундақ деди: «түркийә йеқинқи 10 йил ичидә нурғун қийин өткәлләрни баштин кәчүрди һәм мувәппәқийәтлик һалда бир тәрәп қилди. буму иқтисадий  қурулмимизниң пухта, асасиниң сағлам икәнликини көрситиду. дәрвәқә, шунчә көп суйиқәстлик пиланлар һәм ойунларға қаримай изчил тәрәққий қилишимизму, буниң шундақлиқини көрситиду, әлвәттә. қандақ болушидин қәтийнәзәр, макро иқтисадий тәрәққийат җәһәттики муқимлиқимизниң изчил сақлап қалимиз.»

зәйбәкчи мундақ деди: «иқтисадий қурулмимиз сағлам, шуңа тәрәққийатимизимиз һәргизму иғвагәрләрчә суйиқәстлик пиланларниң тәсиригә учримайду. чүнки буниң шундақлиқи көп қетим испатланди. түркийә өзигә ишинидиғанларни мувәппәқийәт деңизиға чөмдүрүветиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر