русийә түркийә мәһсулатлириға қойулған чәклимини бикар қилди

русийә һөкүмити пәмидурдин башқа түркийә мәһсулатлириға қойулған чәклимиләрниң һәммисини бикар қилиш нишан қилинған қарарнамини иҗра қилишқа башлиди.

744753
русийә түркийә мәһсулатлириға қойулған чәклимини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә һөкүмитиниң интернет тор бетидә бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, пәмидурдин башқа түркийә мәһсулатлириға қойулған чәклимиләрниң һәммиси бикар қилинған.

буниңға асасланғанда, түркийәдин тоху вә күркә тоху гөши, тәрхәмәк, чилиған көктат, алма, амут, үзүм вә бөлҗүргән қатарлиқ мәһсулатлар қайтидин импорт қилинидикән.

русийә йеза игилик ишлири министири александир ткачев, түнүгүн елан қилған байанатида, түркийә пәмидуриға қойулған чәклиминиң йәнә үч йил давамлишиш еһтималлиқиниң барлиқини билдүргәниди.

муавин баш министир аркади доркович болса, русийә базарлирида пәмидур шәрбити, мурабба қатарлиқ мәһсулатларни пишшиқлап ишләш үчүн 2017 – йили нойабирдин 2018 – йили апрелғичә түркийәдин пәмидур йөткәш еһтималлиқиниң барлиқини ейтти.

у йәнә, түркийә пәмидуриниң техиму әрзан вә ишләпчиқарғулар үчүн техиму пайдилиқ икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر