түрк вә иран ширкәтлири 3 түрлүк келишим түзди

иранниң иҗтимаий бихәтәрлик селинма гуруһи билән түркийәдики икки хусусий ширкәт 95 милйон долларлиқ 3 түрлүк келишим түзди.

743672
түрк вә иран ширкәтлири 3 түрлүк келишим түзди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң пайтәхти теһранда өткүзүлгән имза мурасимиға, түркийә тәрәпкә вәкалитән мафин вәст гуруһиниң директори фират йилмаз, иран тәрәпкә вәкалитән шашта гуруһи баш директори сәййид риза нәвруззада билән һуррәмшәһир парламент әзаси абдуллаһ самири иштирак қилди.

келишим, 10 милйон доллар қиммитидики қошма йолучилар парахотиниң сетилиши, 70 милйон доллар қиммитидики саба сода бинасиниң түрк қурулуш ширкити тәрипидин селиниши, иранниң һуррәмшәһир шәһиридики арвандан районида 15 милйон доллар қиммитидики парахот йасаш вә ремунт қилиш муәссәсәсиниң түрк ширкити тәрипидин һөддигә елинишини мәзмун қилиду.

мафин вәст гуруһиниң директори фират йилмаз мурасимда қилған сөзидә, иран билән түркийәниң охшимиған саһәләрдики сода мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруп, иранниң түркийә вә йавропа базарлириға ечилидиған ишики болушни нишан қиливатқанлиқлирини ейтти.

шашта гуруһи баш директори сәййид риза нәвруззада, нефит химийәси, балон ишләпчиқириш қатарлиқ өзлири еһтийаҗлиқ болған башқа саһәләрдиму түрк ширкәтлири билән һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқлирини қәйт қилди.

һуррәмшәһир парламент әзаси абдуллаһ самири парахот йасаш муәссәсәсиниң һуррәмшәһирдә ишқа ашурулушиниң наһайти зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «һуррәмшәһир парахот йасашқа толиму баб келидиған бир шәһәр. һуррәмшәһир хәлқи болуш сүпитимиз билән бу муһим келишимгә алаһидә әһмийәт беримиз һәм қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر