америка бәшшар әсәд һакимийитигә йеңи ембарго йүргүзиду

америка хәзинә ишлири министирлиқи сүрийә хәлқигә давамлиқ һуҗум қилғанлиқи сәвәбидин бәшшар әсәд һакимийитигә йеңи ембарго йүргүзүш қарари чиқирилғанлиқини уқтурди.

734176
америка бәшшар әсәд һакимийитигә йеңи ембарго йүргүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәдниң җийәниниму өз ичигә алған 5 сүрийәлик, дәмәшқни мәркәз қилған һалда паалийәт елип баридиған 3 ширкәт, бир банка, бир җәмийәт  ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимликигә киргүзүлди.

вашингтон һөкүмити апрелниң башлирида идлибкә қилған химийәлик һуҗуми түпәйли сүрийә һөкүмитигә қарашлиқ сүрийә илмий паалийәтләр вә тәтқиқат мәркизидә вәзипә өтәватқан 27 сүрийәликниму қара тизимликкә киргүзди.

америка пирезиденти трамп мәзкур һуҗумни елип барған айропиланлар қонуп қозғилидиған шуәйрат һава армийәси базисиға башқурулидиған бомба һуҗум елип бериш тоғрулуқ буйруқ чүшүргән, шундақ қилип, ички уруш башланған 2011 – йилдин буйан америка һөкүмити бәшшар әсәд һакимийитигә қарши тунҗи қетим һәрбий қәдәм ташлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر