експорт саһәсидә наһайти зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлмәктә

түркийәниң експорт саһәсидә наһайти зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлмәктә.

696084
експорт саһәсидә наһайти зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисад ишлири министири ниһат зәйбәкчи түркийәниң експорт ишлириниң күнсери тәрәққий қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «пүткүл дунйада експорт ишлири кәйнигә чекинип кетиватқан бир пәйттә түркийә иқтисадий җәһәттин учқандәк тәрәққий қилмақта.»

ташқи сода мунасивәтләр комитети тәрипидин өткүзүлгән – түркийә – лийуксемборг сода – иқтисад мунбири йиғинида сөз қилған зәйбәкчи, 2017 – йилиниң иқтисад сәпәрвәрлики қайтидин башланған бир йил болидиғанлиқини әскәрткән һалда мундақ деди: «март ейи ахирлишиш алдида туруватиду, әмма иқтисадий саһәдә болупму експортта тарихий мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрәлишимиз мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر