дунйа иқтисади: түркийәдә хусусий пинсийонерлиқ системиси

«дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки сани бойичә «түркийәдә хусусий пинсийонерлиқ системиси» мавзулуқ темини һузуруңларға сунимиз.

648976
дунйа иқтисади: түркийәдә хусусий пинсийонерлиқ системиси

түркийә авази радийоси: иқтисадий тәрәққийатниң ул ташлиридин бири болған сәрмайә записиниң һасил қилинишида теҗәшчанлиқ нисбитиниң ашурулуши муһим орунда туриду.  буниң үчүн, дөләтләрниң теҗәшчанлиқни күчәйтидиған механизмларни ишқа селишиға тоғра келиду. теҗәшчанлиқни ашуридиған механизмларниң алдинқи қатарида болса, хусусий пинсийонерлиқ системиси орун алиду. дунйаниң көплигән тәрәққий тапқан вә тәрәққий қиливатқан дөлитидики хусусий пинсийонерлиқ фондини тәсәрруп қиливатқан сәрмайә органлири, муәссәсәләшкән мәбләғ салғучи әвзәлликигә игә болғанлиқи вә базарларни узун муддәтлик фонди билән тәминлийәләйдиған фонкисийони болғанлиқи үчүн, наһайити муһим орунда туриду.

тәрәққий тапқан вә тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә шәхсләрниң кирими йахши пәйтлиридә мунтизим теҗәшчанлиқ йолини тутуп, теҗигән мәблиғини бириктүрүши вә пинсийонерлиқта қошумчә киримға игә болушини нишан қилидиған қурулма _ хусусий пинсийонерлиқ системиси, дәп атилиду. тәрәққий тапқан әлләргә қаралғинида, теҗәшчанлиқ нисбитиниң йуқири болушидики әң муһим амилларниң бириниң хусусий пинсийонерлиқ системиси икәнлики намайан болмақта. униң үстигә, қәрәллик сәрмайә киришлиригә қарашлиқ көплигән тәрәққий қиливатқан дөләт иқтисади, хусусий пинсийонерлиқ системиси сайисида һәм шәхсләрниң пинсийонерлиқ мәзгилидики байашатлиқ сәвийәсини йуқири көтүрмәктә һәм йиғилған фонди арқилиқ иқтисадқа көрүнәрлик дәриҗидә мәнбә йаратмақта.

хусусий пинсийонерлиқ системисиниң тәтбиқлиниш шәкли дөләттин дөләткә пәрқлиниду. мәзкур система, бәзи әлләрдә иҗтимаий бихәтәрлик системисиниң толуқлиғучиси сүпитидә рол ойниса, йәнә бәзи әлләрдә, иҗтимаий бихәтәрлик системисиға бәдәл бир қурулма сүпитидә алдимизға чиқиду. хусусий пинсийонерлиқ системиси, англо – саксон модели бир хил система болуп, америка, әнглийә, австрийә вә голландийә қатарлиқ әлләрдә утуқлуқ шәкилдә давамлаштурулмақта.

хитай иқтисадидики теҗәшчанлиқ нисбитиниң %50 дин йуқири болуши, дөләттә селинидиған мәбләғләрни асаслиқи теҗәшчанлиқ арқилиқ қолға кәлтүрүшни капаләткә игә қилишни нишан қилиду. бу, түркийәгә охшаш мәбләғ селишқа һәвәсмән, бирақ малийә җәһәттә қийинчилиқ тартиватқан дөләтләр үчүн наһайити муһимдур. иқтисадий җәһәттин тәрәққий қиливатқан түркийә, сәрмайә записи нуқтисидин сиртқа қарашлиқтур. бу беқиндилиқ билән биргә, дөләттики теҗәшчанлиқ нисбитиму хели көп дөләткә селиштурғанда төвәндур.

бу нуқтида, 2003 – йили башланған, 2017 – йили 1 – йанвардин тартип мәҗбурий һалға кәлтүрүлгән хусусий пинсийонерлиқ системиси, түркийәдә төвән болуватқан теҗәшчанлиқ нисбитини йуқири көтүрүштә муһим механизмлиқ ролини ойнайду. системиға кириш шәкли бәзи дөләтләрдә мәҗбурий болса, йәнә бәзи дөләтләрдә кишиләрниң ихтийариға қойуп берилгәндур. түркийә иқтисадиниң сақлиниватқан әң еғир мәсилилириниң бири болған қурулмилиқ ислаһат йетәрсизликиниң алдинқи қатаридики төвән теҗәшчанлиқ нисбитини йуқири көтүрүш мәқситидә башланған хусусий пинсийонерлиқ системисиниң түркийәдә мәҗбурий һаләткә кәлтүрүлүши мувапиқ көрүлди. буниң асаслиқ мәқсити, дөләт ичидики теҗәшчанлиқни ашурушқа риғбәтләндүрүш, хусусийларниң мунтизим һалда пул бириктүрүп, хизмәт қиливатқан мәзгилидики турмуш сәвийәсини пенсийәгә чиққандин кейинму давамлаштурушлирини вә бириктүрүлгән мәбләғниң дөләт иқтисадиға селинма васитиси болуп қайтишини күчкә игә қилиштур.

түркийәдә тәтбиқлинишқа башлиған мәҗбурий түстики хусусий пинсийонерлиқ системисиниң һәрикәтлиниш усулиға нәзәр ташлиғинимизда болса, 1972 вә  униңдин кейин дунйаға кәлгән хизмәтчиләрниң системиға киргүзүлидиғанлиқи көрүлмәктә. йәни 45 йаштин төвән хизмәтчиләр хусусий пинсийонерлиқ системисиға мәҗбурий қатнаштурулиду. бу мәнидә, системиға 14 милйондин артуқ ишчи – хизмәтчиниң қетилиши күтүлмәктә. хусусийларниң маашлиридин тутувелинидиған әң төвән миқдарниң 53 түркийә лираси, әң йуқири миқдарниң 340 түркийә лираси болидиғанлиқи уқтурулди. системиға киргән хизмәтчиләргә йәнә икки ай ичидә ваз кечиш һоқуқи берилиду. дөләтниң системиға киргән һәр бир кишигә қатнишиш пулиниң %25 ичилик қошумчә пул бериши вә буниңға қошумчә қилип 1000 түркийә лираси беридиған болушиму һәм шәхсләрниң келәчәктә йахши турмуш кәчүрүшини қолға кәлтүрүш һәм теҗәшчанлиқини күчәйтиш йолида ташланған муһим бир қәдәм һесаблиниду.

теҗәшчанлиқ нисбитидики йүксилиш, иқтисадий муқимлиқ вә ешиш нуқтисидин наһайити муһимдур. система билән бирликтә йуқири көтүрүлидиған теҗәшчанлиқ нисбити؛ чоң һәҗимлик үстқурулма қурулушлириниң пүткүзүлүшидә ачқучлуқ рол ойнайду.  униң үстигә бу усул арқилиқ иқтисадий ешиштики муқимлиқниң изчиллиқини сақлаш йолидиму муһим бир қәдәм ташланған болиду. буниң билән биргә, узун йиллардин буйан наһәқ һалда түркийәниң киредит номурини төвәнлитип келиватқан, пурсәт тапсила сөз – чөчәк тарқитишни давамлаштуруватқан киредитни дәриҗигә айриш органлири илгири сүрүп келиватқан төвән теҗәшчанлиқ нисбитиниң бу система арқилиқ һәл қилинидиған болушиму, түркийә иқтисади нуқтисидин интайин муһим һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر