түркийәдә 10 ай ичидә 60 миң 421 чәт әлликкә ишләш рухсити берилди

түркийәдә чәт әлликләргә берилгән ишләш рухсити арисида 3396 хитай пуқрасиниңму барлиқи билдүрүлди.

617051
түркийәдә 10 ай ичидә 60 миң 421 чәт әлликкә ишләш рухсити берилди

түркийә авази радийоси хәвири: хизмәт вә иҗтимтаий соғурта ишлири министирлиқи бу йил түркийәдә 60 миң 421 чәт әлликниң ишләш рухсити  илтимасини қобул қилди. буларниң ичидә, 10 миң 227 киши билән сүрийәликләр биринчи орунда турди.

түркийә хизмәт вә иҗтимтаий соғурта ишлири министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2016 – йили йанвардин өктәбир ейиғичә түркийәдә ишләш рухсити елиш үчүн дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән чәт әлликләр илтимас сунған. министирлиқ илтимасларни тәкшүрүп чиққандин кейин, 2016 – йилиниң дәсләпки 10 айлиқ мәзгилидә 30 миң 667 әр вә 29 миң 754 айал болуп, җәмий 60 миң 421 чәт әлликкә ишләш рухсити бәргән. 1993 кишиниң илтимаси һәр хил сәвәбләр түпәйлидин рәт қилинған, 7731 кишиниң илтимаси чекиндүрүлгән, 220 кишиниң илтимаси һәққидә техичә қарар берилмигән.

түркийә хизмәт вә иҗтимтаий соғурта ишлири министирлиқиниң рухсити билән 10 миң 227 сүрийә пуқраси, 6268 гирузийә пуқраси, 4989 украина пуқраси, 3396 хитай пуқраси, 2805 түркмәнистан пуқраси, 2720 қирғизистан пуқраси, 1965 өзбекистан пуқраси, 1702 русийә пуқраси түркийәдә хизмәт қилишни башлиған.

бу мәзгилдә ишләш рухсити алғанларниң арисида 1025 әнглийә пуқраси, 1017 германийә пуқраси, 942 америка пуқрасиму бар. булардин башқа йәнә, бирунди, һайти, һондурас, йамайка, лаус вә малави қатарлиқ дөләтләрниң пуқралириниңму барлиқи билдүрүлди. 

санлиқ мәлуматта йәнә, 2011 – йилида 17 миң 467, 2012 – йилида 32 миң 277, 2013 – йилида 45 миң 834, 2014 – йилида 52 миң 304 чәт әлликкә ишләш рухсити берилгәнлики, 2015 – йилида болса, 64 миң 833 чәт әлликниң ишләш рухсити илтимасиниң түркийә хизмәт вә иҗтимтаий соғурта ишлири министирлиқи тәрипидин тәстиқланғанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر