Fitch, түркийә иқтисадиға йахши баһа бәрди
хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини _ Fitch Ratings, сентәбир ейи дунйа иқтисадий вәзийити доклатини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: Fitch ниң түркийәгә алақидар мөлчәрлиридә, алдимиздики бир қанчә йил бойичә түркийә иқтисадий тәрәққийатиниң сүритиниң ашидиғанлиқи вә пул пахаллиқиниң төвәнләйдиғанлиқи тоғрисидики тәхминләр алдинқи пиландин орун алди.
доклатта, түркийәдә киши бешиға тоғра келидиған миллий киримниң бу йил %3, алдимиздики йили %3.2, 2018 – йили болса, %3.5 ашидиғанлиқи тоғрисидики тәхминләргә орун аҗритилди.
доклатта йәнә, түркийәдә пул пахаллиқиниң бу йил %7.9, алдимиздики йили %7.7, 2018 – йили болса, %7.5 болидиғанлиқи, түркийәниң иқтисадий көрсәткүчлириниңму алдимиздики үч йил бойичә наһайити йахши болидиғанлиқи қәйт қилинди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.