түркийә-русийә селинма фонди 2017-йили ишқа кириштүрүлиду

русийә бивастә селинма фондиниң рәиси кирил дмитрийев түркийә билән русийәниң ортақ селинма фондиниң 2017-йили ишқа кириштүрүлүш мумкинликини билдүрди.

564018
түркийә-русийә селинма фонди 2017-йили ишқа кириштүрүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: кирил дмитрийев русийәниң владивосток шәһиридә мухбирларниң соаллириға җаваб берип, түркийәниң актип шәкилдә селинма вә сода мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш басқучиға киргәнликини әскәртти. у мундақ деди:

«бу сәвәбтин, түркийә байлиқ фонди тәййар вә бу фонд русийә-түркийә фондиниң шерики болиду.»

түркийә-русийә мунасивәтлири нормаллишиш басқучқа кириши билән тәң, икки дөләт оттурисида ортақ фонд қуруш мәсилисиму қайтидин күнтәртипкә кәлгән иди. түркийә иқтисад министири ниһат зәйбәкчиму түркийә-русийә ортақ селинма фондиниң аккуйу йадро електир истансисиға шерик болуш мумкинликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر