русийәдики қачқун машина адәмни өлтүрүшкә боламду?

«IR77» намлиқ машина адәм (робот), өткән күнләрдә пәрм шәһиридә синақ қилиниватқан лабораторийәниң ишики очуқ қалғанлиқини пурсәт билип, қечип кәткән вә қатнашни малиман қилған иди.

518117
русийәдики қачқун машина адәмни өлтүрүшкә боламду?
rusya robot.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: русийәдики лабораторийәдин қечип кәткән вә өгиниш иқтидариға игә машина адәм (робот)ни өлтүрүшкә боламду?

инсанлар билән аддий бир шәкилдә мунасивәт орниталайдиған вә хиридарларға мулазимәт қилиши үчүн ишләпчиқирилған «IR77» намлиқ машина адәм (робот), өткән күнләрдә пәрм шәһиридә синақ қилиниватқан лабораторийәниң ишики очуқ қалғанлиқини пурсәт билип, қечип кәткән вә батарийәси түгәп кәткәнлики сәвәбидин йол үстидә тохтап қилип, қатнашни малиман қилған иди.

вәқәдин кейин сақчилар йазма байанат елан қилишиқа мәҗбур болди. давамлиқ қечип кетишкә майил машина адәм (робот) болғанлиқи түпәйлидин иҗад қилғучиларниң уни ишлимәс һалға кәлтүрүшини тәләп қилди.

ширкәтниң қурғучи шериклиридин олег кивокуртсәв сөзидә, «машина адәмниң  сақлаш диталини икки қетим алмаштурдуқ. бирақ йәнила давамлиқ қечип кетиштә чиң турүшни давмлаштурмақта. хиридарлиримизниң бу алаһидиликини йахтурмаслиқини көздә тутуп, уни қайтидин чувуп қураштурушни ойлишиватимиз» деди.

иҗтимаий таратқуларда тарқалған видийолири билән һәммәйләнниң йахши көрүшигә еришкән «IR77» намлиқ машина адәм үчүн нуғунлиған кишиләр хәт йезип, «уни өлтүрмәңлар!» дегән чақириқта болмақта. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر