нефит баһаси өрләшкә башлиди

брент нефитиниң варил баһаси 50.22 долларға чиқип, йәттә айдин буйанқи әң йуқири сәвийәни көрди.

498282
нефит баһаси өрләшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (25 – май) 49 долларниң үстидин башланған брент нефитиниң варил баһаси, америка енергийә учур идариси (EIA) елан қилған санлиқ рәқәмләрниң күткәндин төвән болуши сәвәбидин 49.86 доллардин ахирлаштурди.

бүгүн (26 – май) бир варил брент нефитиниң баһаси 50 доллардин ешип, 50.22 долларға чиқти вә 2015 – йили 4 – нойабирдин буйанқи әң йуқири сәвийәгә кәлгәндин кейин, 50.10 долларға төвәнлиди.

анализчилар, йеқинқи икки күндин буйан пай чеки базарлирида оттуриға чиққан иҗабий йүзлиниш вә доллар ендиксидики төвәнләшниң тәсиридә, брент нефитиниң баһасида төвәнләш көрүлгәнликини билдүрмәктә.

анализчилар йәнә, америка бүгүн елан қилидиған санлиқ рәқәмләрниң, пай чеки базириниң йүзлинишини бәлгиләш мумкинликини әскәртти.

ғәрбий тексас хам нефитиниң варил баһаси 49.97 долларға чиқип, 2015 – йили 12 – өктәбирдин буйанқи әң йуқири сәвийәни көргәндин кейин, 49.80 долларға төвәнлиди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر