баңладеш мәркизий банкисиниң башлиқи вәзиписидин истипа бәрди

баңладеш мәркизий банкисиниң башлиқи, еғир дәриҗидики оғрилиқ қилмишиниң җавабкарлиқини үстигә елип истипа бәрди.

452762
баңладеш мәркизий банкисиниң башлиқи вәзиписидин истипа бәрди
bangladeş mb istifa.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: баңладеш мәркизий банкисиниң башлиқи әтийурраһман, банкиниң нйу йорктики һесаватидин 81 милйон долларниң интернет арқилиқ оғрилинип кетишидин кейин вәзиписидин истипа бәрди.

әтийурраһман вәқә тоғрисида байанат берип, «пүткүл җавабкарлиқни үстүмгә алимән» деди.

оғрилар оғрилашни пиланлиған 951 милйон доллардин пәқәт 81 милйон долларни өзлириниң һесаватлириға ағдурувелишқа мувәппәқ болалиди. оғриланған 81 милйон долларниң алди билән филиппиндики бир банка һесаватиға, арқидин бир қисминиң бир қимарханиниң һесаватиға йолланғанлиқи ениқланди.

оғриланған 81 милйон долларниң 30 милйон доллири бир хитай пуқрасиниң филиппиндики һесаватида қалди.

баңладеш даирилири, пулларни қайтурувелиш үчүн азрақ болсиму үмидвар икәнликини билдүрди.

бу даиридә, баңладеш мәркизий банкисиниң икки муавин башлиқиму вәзиписидин елип ташланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر