ғәззәгә 640 миң долларлиқ йардәм...

дипломатийә министирлики, түркийәниң қолидин келишичә пәләстингә йардәм беришни давамлаштуруватқанлиқини, тәләпкә асасән пәләстин дөлитигә 640 миң долларлиқ нәқ пул йардәм қилғанлиқини уқтурди

70697
ғәззәгә 640 миң долларлиқ йардәм...

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәгә 640 миң долларлиқ йардәм...
дипломатийә министирлики, түркийәниң қолидин келишичә пәләстингә йардәм беришни давамлаштуруватқанлиқини, тәләпкә асасән пәләстин дөлитигә 640 миң долларлиқ нәқ пул йардәм қилғанлиқини уқтурди.
министирлик тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, түркийәниң исраилийәниң йүзләрчә мәсум хәлқ һайатидин айрилған, миңларчә киши йариланған ғәззә райониға қаратқан һуҗумлириға хатимә берилиши вә районда узақ мәзгиллик уруш тохтитиш келишими һасил қилинишиниң қолға кәлтүрүлүши, һуҗумларда еғир зийанға учриған пәләстин хәлқиниң җиддий еһтийаҗлириниң қамдилиши йолида изчил тиришчанлиқ көрситип, паал хизмәт ишләватқанлиқи әскәртилди.
байанатта, пәләстин дөлитиниң тәлипигә асасән ғәззәдики бирдин-бир електир истансисиниң җиддий йеқилғу еһтийаҗиниң қамдилишиға һәссә қошуш мәқситидә 640 миң долларлиқ нәқ пул йардиминиң түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идариси тәрипидин пәләстин даирилиригә йәткүзүп берилгәнлики қәйт қилинди.
байанатта мундақ дейилди: «бу йардәм, ғәззәниң йеқилғу еһтийаҗиниң қамдилиши, дохтурхана, електир истансисини өз ичигә алған муһим муәссәсәлириниң тохтап қалмаслиқида түрткилик рол ойнайду.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر