йапонийә иқтисади турғунлуққа петип қалди

дунйаниң үчинчи чоң иқтисадий дөлити йапонийә, әмгәк күчи йетишмәслик сәвәбидин қийинчилиққа дуч кәлди.

126049
йапонийә иқтисади турғунлуққа петип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: нопуси тез сүрәттә қерилишиватқан йапонийәдә, болупму авийатсийә саһәсидә, қатнаш – тирансипортта вә ашханиларда ишләйдиған хизмәтчиләр тепилмайду.
ройтерс агентлиқи, йуқири мааш тәклипигә бинаән хизмәтчи тапалмиған бәзи ашханиларниң тақалғанлиқини әскәртти.
печ авийатсийә ширкити, учқучи йетишмәслики сәвәбидин бу йил 2 миңдин артуқ учуш сәпириниң әмәлдин қалдурулғанлиқини елан қилди. чартер сәпирини қилидиған һава йоллири ширкитиму учқучи йетишмәйдиғанлиқини билдүрди.
әмма, йапонийә һөкүмити хизмәтчиләрниң йетишмәсликигә қаримастин дөләткә көчмән қобул қилишқа чәк қойуп, әмгәк күчи базарлиридики қаттиқ түзүмләрни бошаштурмиди.
шинзу аби һөкүмити 2050 – йилиғичә көчмәнләр санини 200 миңға чиқириш тәклипини рәт қилди. униң орниға пенсийәгә чиқиш йешини чоңайтишни вә айалларни техиму көпирәк әмгәк күчи базириға җәлп қилишни пилан қилди.
йапонийәдә 2030 – йилиғичә 13 милйон адәмниң әмгәк күчи базиридин чекинидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر