ирақта йеқилғу киризиси барғансери мурәккәпләшмәктә

ирақ шам ислам дөлитиниң мусул һуҗумидин кейин шималий нефит ширкити паалийәт елип бериватқан районларда башланған йеқилғу киризиси барғансери мурәккәпләшмәктә

100803
ирақта йеқилғу киризиси барғансери мурәккәпләшмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ шам ислам дөлитиниң мусул һуҗумидин кейин шималий нефит ширкити паалийәт елип бериватқан районларда башланған йеқилғу киризиси барғансери мурәккәпләшмәктә.
ирақ күрт районлуқ һөкүмәтниң баш министири нәчирван барзани, бу мәсилиниң һәл қилиниши үчүн бирқатар тәдбирләрни алғанлиқлирини җакарлиди.
май қачилаш понкитлириниң алдида узунға созулған өчирәттә туруш әһвалиниң оттуриға чиқишиниң алдини елиш мәқситидә йолға қойулған йәккә вә қош номур тахтилиқ иҗраат бу тәдбирләрдин бири...
номур тахтилириниң қош рәқәм билән ахирлишидиған аптомобиллар билән йәккә рәқәм билән ахирлишидиған аптомобиллар айрим - айрим күнләрдә йеқилғу алиду, бу әһвал қийинчилиқ һәл болғанға қәдәр давамлишиду.
буниңдин башқа йәнә, нефит ширкәтлириниңму буниңдин кейин сиртта пишшиқлап ишләнгән йеқилғуларни импорт қилалайду.
йәнә бир тәрәптин, ирақ баш министири нури әл малики, «йеқин арилиқтики уруш» районлирида ирақ шам ислам дөлитикә қарши җәң қилидиған пидаийларға 644 доллар мааш берилидиғанлиқини җакарлиди.
маликиниң ирақ дөләтлик телевизийә истансисида елан қилинған байанатида, зораванлиқ вәқәлири йүз бәрмигән районларда вәзипә өтәйдиған пидаийларғиму 450 доллар мааш берилидиғанлиқи әскәртилди.
байанатта йәнә, һәр бир пидаийға 107 долларлиқ йемәк - ичмәк йардими берилидиғанлиқиму қәйт қилинди.
10 - ийун сәйшәнбә күни мусулни қоршивалған ирақ шам ислам дөлити милитанлириниң һуҗумидин кейин ирақ армийәси нурғунлиған базилирини тәрк әткән, шуниң билән шәһәрниң контироллуқи ирақ шам ислам дөлитиниң қолиға өткәниди.
бу арилиқта, йавропа иттипақи комитети, йүз миңларчә киши өй - макан вә йуртлиридин айрилип қалғандин кейин ираққа берип келиватқан инсанпәрвәрлик йардәмни йәнә 5 милйон йавро көпәйтип, 12 милйон йавроға йәткүзүш қарари алди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر