йавропа иттипақи комитети сәл апитигә қарши йардәм бәрди
түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети боснийә – гертсеговина билән сербийәгә 65 милйон йавролуқ қошумчә малийә җәһәттин йардәм қилиш қарари алди.
комитет тәрипидин елан қилинған байанатта, боснийә – гертсеговина вә сербийәгә бериш қарар қилинған қошумчә малийә йардиминиң 3 милйон йавролуқ қисимниң, икки дөләттики қийинчилиқта қалған кишиләргә, йәни йемәк – ичмәк, саламәтлик, сәһийә, туридиған җай қатарлиқ җиддий еһтийаҗларниң қандурулуши үчүн берилидиғанлиқи әскәртилди.
байанатта, қалған 62 милйон йаврониң сәлниң тәсиригә учриған районларниң қисқа вә узун мәзгил ичидә қайтидин қурулуши үчүн ишлитилидиғанлиқи қәйт қилинди.
байанатта йәнә, йавропа иттипақиниң 2014 – 2020 – йиллиқ мәзгили үчүнму малийә йардиминиң давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.