аптомобил саһәсидә йеқинқи йилларниң әң чоң селинмиси ишқа а

дунйаға даңлиқ маркиниң коҗаәлидики фабрикиси, баш министир рәҗәп таййип әрдоғанму иштирак қилған мурасимда хизмәткә кириштүрүлди

71775
аптомобил саһәсидә йеқинқи йилларниң әң чоң селинмиси ишқа а

түркийә авази радийоси хәвири: аптомобил саһәсидә йеқинқи йилларниң әң чоң селинмиси ишқа ашти.
дунйаға даңлиқ маркиниң коҗаәлидики фабрикиси, баш министир рәҗәп таййип әрдоғанму иштирак қилған мурасимда хизмәткә кириштүрүлди.
түркийәниңму әмди өзиниң аптомобил маркисини ишләпчиқириши лазимлиқини тәкитлигән әрдоған, «нөвәттә нишанға барғансери йеқинлишиватимиз» деди.
баш министир әрдоған, түркийәниң иқтисадий тәрәққийати һәққидә мәлумат берип, түркийәниң иқтисадий әһвалиниң йавропа дөләтлиригә қариғанда техиму йахши икәнликини тәкитлиди.
игилинишичә, 511 милйон доллар мәбләғ селинған фабрика, йилиға 114 миң аптомобил ишләпчиқириш иқтидариға игә икән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر