зәйбәкчи: түркийә иқтисадий һәққидә муһим сөз қилди

63694
зәйбәкчи: түркийә иқтисадий һәққидә муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә иқтисад министири ниһат зәйбәкчи 6 – май түркийә - американ сода кеңишиниң түрк мәсуллири билән кәчлик зийапәткә қатнашти.

зийапәттә сөз қилған зәйбәкчи, түркийәниң йуқири вә оттура киримлик гуруппа иқтисадлири арисиға киргәнликини хатирилитип өтти. у түркийәниң җуғрапийәлик орун җәһәттин һәм америкиға һәмдә йавропа иттипақиға муһим имканийәтләрни йаритип берәләйдиған дөләт икәнликини әскәртип, америка билән йавропа иттипақиниңму түркийәниң нишаниға йетиши үчүн ваз кәчкили болмайдиған шерикләр икәнликини тәкитлиди.

иқтисад министири зәйбәкчиниң күнтәртипидә әркин сода келишими бар иди. у түркийәниң америка билән йавропа иттипақи оттурисида имзалинидиған атлантик окйан сода вә селинма шерикчилики (TTIP) келишиминиң ичидә болмаслиқиниң, таможна иттипақи келишимини давамлаштурғили болмайдиған әһвалға әкилип қойғанлиқини билдүрүп: «биз бу келишимниң ичидә болушимиз керәк. йәни, йавропа иттипақи билән бирликтә аптоматик һалда буниң ичидә болушимиз йаки америка билән йеңи әркин сода келишими имзалиниши лазим» деди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر