әрдоған һәрбий форма кәйди

әрдоған хатайдики 2 – һәрикәт қоманданлиқ мәркизидә тәкшүрүшләрдә болди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң дөләт бихәтәрликини ишқа ашуруш үчүн елип берилғанлиқини вә һәрикәтниң давамлишидиғанлиқини ейтти.

әрдоған түркийәниң һеч бир дөләтниң земинида көзи йоқлиқини тәкитлиди.

африндики террорчиларни тазилап болғандин кейин, районни әслидики игилиригә тапшуридиғанлиқини ейтти. җумһур рәис әрдоған районни террорчилардин тазилашниң түркийәдики сурийә хәлқиниң вәтинигә қайтиш сүритиниму тизлаштуридиғанлиқини билдүрди.

әрдоған хатайда зийарәттә болуватқан пәйттә йәнә, муғдишудики түркийәниң сомалида вәзипә өтәш қисимлири қоманданлиқи вә доһадики түркийәниң бирләшмә армийә қоманданлиқ иштаби биләнму видеолуқ конфиранс арқилиқ көрүшүп, мәзкур базилар һәққидә мәлумат алди. 

бу туйухсиз зийарәттә җумһур рәис әрдоғанға муавин баш министир бәкир бозтағ, дөләт мудапиә министири нурәттин җаникли, армийә баш иштаб башлиқи генерал хулуси ақар, қуруқлуқ армийә қомандани генерал йашар гүләр һәмраһ болди.