дийарбакирда нурғун қорал-йарағлар қолға чүшүрүлди

дийарбакирда елип берилған тинитишта, үч данә «AK-47» типлиқ калашникоф, «M-16» типлиқ милтиқ, «RPG-7» типлиқ ракетамийотлар, икки данә қол бомбиси, тоққуз данә оқ дискиси, 171 данә фишәк, чоң симсиз телефон вә микрофон, үч данә симсиз кичик телефон, камера, төт йүрүш мәргәнләр кийими, террористлар кийими, қол дурбуни, бомба, қолда йасалған партлатқуч тизгинәки, һәр хил партлатқуч һәмдә материйаллар, кийим-кечәк һәмдә нурғун турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.