қолвақ сайаһити

қолвақларниң дунйада чақ иҗад қилиништин миңларчә йил бурунла бар икәнликини биләмсиз? қолвақ билән сайаһәт қилишниң зади қачан башланғанлиқини һечким дәп берәлмәйду. бирақ, қолвақларниң миладидин бурунқи 5000-йиллардин буйан кәң омумлашқан қатнаш вастиси болғанлиқи пәрәз қилиниду. күнимиздә түркийә саһиллириниң һәммә йеридә дегидәк қолвақларни иҗаригә алғили болиду. қолвақ билән вақтиңизни ташйол билән барғили болмайдиған деңиз тумшуқи вә саһиллирини сайаһәт қилип көңүллүк өткүзәләйсиз...