әнқәрә билән доһа оттурисидики истиратегийәлик һәмкарлиқ ембарго сийаситини мәғлуб қилди

2017-йили 6-айниң 5-күни сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир вә бәһрәйин

 қатар билән болған дипломатик мунасивәтлирини үзди, арқидинла қатарға қарита қамал сийаситини йолға қойди.

қатар анчә узун өтмәйла истиратегийәлик һәмраһи түркийәниң қоллишиға еришти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, қамал қилиш қарарини тоғра дәп қаримайдиғанлиқлирини ейтти.

 арқидинла, у дунйа рәһбәрлири билән телефон дипломатийәсини башлатти.

таки киризис һәл болғанға қәдәр әнқәрәниң мурәссәчилик роли изчил давамлашти.

түркийәниң ембарго җәрйанида қатарни қоллишиму райондики күч тәңпуңлуқини өзгәртти.

истиратегийәлик һәмкарлиқниң ембарго сийаситини мәғлуб қилғанлиқи ениқ көрүлди.