тиллерсон хели узунғичә йалғуз сақлиди

ливан пирезиденти билән көрүшүш үчүн пирезидентлиқ сарийиға барған америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон пирезидент мишел авнни хели узунғичә сақлиди. ливан ташқи ишлар министириму тиллерсонни күтүвалмиди. тиллерсон ливан пирезидентини сақлап олтурғанда үстилигә бир истакан суму қойулмаслиқи алаһидә диққәт қозғиди.