әрдоған руменийә баш министири сеолаку билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған руменийәдә йашайдиған түркләр вә түрк-татар аһалисини икки дөләт оттурисидики «достлуқ көврүки» дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

2142637
әрдоған руменийә баш министири сеолаку билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә рәсмий зийарәттә болған руменийә баш министири сиолаку билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

әрдоған руменийә билән болған икки тәрәплик сода соммисиниң уда икки йил 10 милйард доллар сәвийәсидин ешип кәткәнликини, нөвәттики нишанниң буни 15 милйард долларға йәткүзүш икәнликини оттуриға қойди.

руменийә билән һәм икки тәрәплик һәмдә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато байриқи астида ортақ паалийәтләрни елип бериш арқилиқ, районниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға төһпә қошқанлиқлириға ишарәт қилған әрдоған: «биз п к к вә фәтө қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә руменийәдин немиләрни күтүдиғанлиқимизни һөрмәтлик баш министир билән ортақлаштуқ» деди.

түркийәниң руменийәдә йашайдиған түркләр вә түрк-татар аһалисини икки дөләт оттурисидики «достлуқ көврүки» дәп қарайдиғанлиқини байан қилған әрдоған: «биз қериндашлиримизниң руменийә җәмийити билән инақ йашиғанлиқидин хушалмиз. бир буниңға пурсәт йаритип бәргән руменийә даирилиригә рәһмәт ейтимиз. бу мунасивәт билән, бизниң руменийә пуқралириниң кимликлири биләнла дөлитимизни сайаһәт қилишини капаләткә игә қилған бәлгилимини йолға қойғанлиқимизни амма билән ортақлашмақчимән. биз бу арқилиқ кишилик мунасивәтлиримизниң күчийидиғанлиқиға ишинимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

руменийә баш министири марсел сиолаку мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип: «биз шуни дейәләймизки, түркийә бизниң йавропа иттипақи сиртидики асаслиқ иқтисадий шерикимиз, натодики әң муһим иттипақдашлиримизниң бири, райондики истратегийәлик әһмийәткә игә шерикимиз, йахши қошнимиз вә бир достимиз» деди.

бу җәрйанда, әрдоған билән меһман баш министир мухбирларни күтүвелиш йиғинидин илгири айрим учришиш өткүзгән вә түркийә-руменийә йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңишиниң биринчи нөвәтлик йиғиниға қатнашти. арқидин икки дөләт оттурисида җумһур рәис әрдоған билән руменийә баш министири сиолакуниң һузурида 6 түрлүк келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر