түркийә «деңиз шири 2024 издәш-қутқузуш маневири» ни башлиди

түркийәниң «деңиз шири 2024 издәш-қутқузуш маневири» ниң әмәлий қисми, әгә деңизидики хәлқаралиқ деңиз тәвәликидә башланди.

2142779
түркийә «деңиз шири 2024 издәш-қутқузуш маневири» ни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: деңиз қирғақлири муһапизәт әтрити қоманданлиқ иштаби вә башқурушидики маневирда охшимиған икки хил сенарийә мәшқ қилиниду.

маневирниң биринчи басқучида, чөкүп кетиш алдида турған  бир сода парахотиға қарита издәш вә қутқузуш һәрикити елип берилиду.  андин йәнә сенарийәгә асасән, от кәткән бир йолучи парахотида от өчүрүш мәшқи елип берилиду.

деңиз қирғиқи муһапизәт әтрити қоманданлиқ иштабиниң 2 йиник типлиқ уруш парахоти, 3 кемә, 2 айропилан вә 2 тик учар билән елип бериливатқан маневирға, һава армийәси, қуруқлуқ армийәси вә деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиниң издәш вә қутқузуш тик учарлириму қатнишиду.

маневирни деңиз қирғақлири муһапизәт әтритиниң иштаб башлиқи адмирал әһмәт кендир билән 15 дөләттин кәлгән 28  чә тәлликни қошқанда, җәмий 39 көзәткүчи назарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر