түркийә бир қисим йавропа дөләтлириниң пәләстинни етирап қилиш қараридин сөйүнгәнликини билдүрди

түркийә, испанийә, иреландийә вә норвегийәниң пәләстинни етирап қилидиғанлиқи тоғрисидики уқтурушидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүрди.

2142869
түркийә бир қисим йавропа дөләтлириниң пәләстинни етирап қилиш қараридин сөйүнгәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йавропадики бир қисим дөләтләрниң пәләстин дөлитини етирап қилидиғанлиқи тоғрисидики байанатлири һәққидә йазма байанат елан қилип: «биз испанийә, иреландийә вә норвегийәниң пәләстин дөлитини етирап қилидиғанлиқи тоғрисидики байанатлиридин интайин хушалмиз. пәләстинни етирап қилиш хәлқара қанун, адаләт вә виҗданниң тәқәззаси. ишғалийәт астидики пәләстин хәлқиниң тартивелинған һәқ-һоқуқлириниң қайтуруп елиниши, пәләстинниң хәлқара җәмийәттики өзигә лайиқ салаһийәткә игә болуши нуқтисидин интайин муһим бир қәдәм. түркийә болуш сүпитимиз билән, техиму көп дөләтниң пәләстинни етирап қилиши үчүн, тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر