әрдоған хәлқара аилә күнини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 15-май хәлқара аилә күнини тәбриклиди.

2140178
әрдоған хәлқара аилә күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәисп әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, кишилик вә иҗтимаий һайатниң асасий түврүки болған барлиқ аилиләрниң 15-май хәлқара аилә күнини тәбриклиди.

«рәсмий гезит (һөкүмәт гезити» тә елан қилинған «аилини қоғдаш вә күчәйтиш» уқтурушиниң <аилиләрни һәр хил тәһдитләрдин қоғдап, аилә қурулмиси вә қиммәт қаришини күчәйтидиған хизмәтләргә асас йаритидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән әрдоған, телеграммисида йәнә: «аилимиз кәлгүсимиз дегән һалда, муқәддәс орган болған аилә муәссәсини қоғдашни, күчлүк аилә қурулмимиз билән түрк әсирини қуруп чиқишни давамлаштуримиз» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر