әрдоған фикоға қилинған һуҗумни әйиблиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған словакийә баш министири роберт фикоға қилинған һуҗумни әйиблиди вә униң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тилиди.

2140190
әрдоған фикоға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий таратқудики адесида учур һәмбәһриләп: «мән словакийә баш министири роберт фикоға қаритилған қәбиһ қәстләп өлтүрүш урунушини қаттиқ әйибләймән, һуҗумда йариланған фико әпәндиниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тиләймән. дөлитим вә хәлқимгә вакалитән словакийә хәлқи вә һөкүмитидин һал сораймән» деди.

роберт фико түнүгүн ечилған министирлар кеңиши йиғинидин кейин йүз бәргән қәстләп өлтүрүшкә урунуш вәқәсидә йариланғандин кейин, дохтурханида балнистқа елинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر