өмәр чәлик: «бу исраилийәниң қирғинчилиқлирини йошуруш урунишидин башқа нәрсә әмәс»

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катзниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған байанатиға җаваб қайтурди.

2130252
өмәр чәлик: «бу исраилийәниң қирғинчилиқлирини йошуруш урунишидин башқа нәрсә әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катзниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған байанати үстидә тохтилип, «бу исраилийә һөкүмитиниң қирғинчилиқлирини йошуруш урунишидин башқа нәрсә әмәс» деди.

өмәр чәлик иҗтимаий алақә һесабидики байанатида: «исраилийә ташқи ишлар министириниң җумһур рәисимизни нишан қилған һәддини билмәс байанати исраилийә һөкүмитиниң қирғинчилиқлирини йошуруш урунишидин башқа нәрсә әмәс. бу балилар қатиллири һәр түрлүк уруш тохтитиш вә тинчлиқ тәшәббуслириға дүшмәнлик қилмақта. шуңлашқа җумһур рәисимизниң уруш тохтитиш вә тинчлиқ үчүн рәһбәрлик қилған сийасити бу қирғинчилиқ шайкилириниң һуҗумиға учраватқанлиқини билимиз. әмма улар немә қилишидин қәтийнәзәр, инсанийәт виҗдани алдида җинайәтчи вә һаман бир күни қанун алдида җавабкарлиққа тартилиду» деди.

исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катз җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә һамас сийасий бийруси рәиси исмаил һәнийәниң рәсимини X иҗтимаий алақә суписида һәмбәһирләп, һақарәт вә төһмәтләргә толған ениқлимиларни йазған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر